«Қолумдин кәлгининиң һәммисини қиливатимән»
Германиядә яшаватқан Ирма 90 яшқа кирди. У икки паҗиәлик әһвалға чүшүп, бирқанчә операциядин өтти, вә бурунқидәк өйдин-өйгә вәз қилалмайдиған болди. Һазир Ирма уруқ-туққанлириға вә тонушлириға хәтләрни йезип, башқиларға хуш хәвәрни ейтиду. Униң тәсәлли беридиған хәтлири адәмләргә шунчилик яқидуки, улар пат-пат Ирма билән хәвәрлишип, кейинки хәт қачан келиду дәп сорайду. Буниңдин ташқири, у көплигән миннәтдарлиқ хәтлирини алиду. Ирма мундақ дәп ейтиду: «Буниң һәммиси мени интайин хошал қилип, көпирәк вәз қилишқа дәвәт қилиду».
Шундақла у қерилар өйлиридә туруватқан яшанғанларға хәтләрни әвәтиду. «Бир яшанған аял маңа телефон қилип, йолдишиниң өлүмидин кейин хетим униңға көп тәсәлли бәргәнлигини ейтти»,— дәйду Ирма. Һелиқи аял әшу хәтни Муқәддәс китавида сақлап, кечилири уни пат-пат оқуйду. Җүптиси йеқинда җан үзгән башқа бир аялниң ейтишичә, Ирманиң хети униңға попниң нутуғидин көпирәк тәсәлли бәрди. Униң көплигән соаллири пәйда болуп, у һәтта Ирма билән көришишни сориди.
Ирманиң жирақ бир йәргә көчүп кәткән етиқатдаш әмәс бир тонуши «маңа хәт йезиңа» дәп сориди. Ирма мундақ дәйду: «Бу аял мениң һәммә хәтлиримни сақлиди. У өлгәндин кейин униң қизи мениң билән хәвәрләшти. Қизи мән аписиға язған барлиқ хәтлиримни оқуғанлиғини ейтип, униңғиму Муқәддәс китапқа асасланған хәтләрни йезишимни сориди».
Ирма вәз қилиштин хошаллиқ алиду. «Мән Йәһвадин Униңға хизмәт қилишни давамлаштурушимға күч-қувәт беришини сораймән»,— дәйду у. Ирма йәнә мундақ қошқан: «Өйдин-өйгә вәз қилалмайдиған болған болсамму, қолумдин кәлгининиң һәммисини қиливатимән».