Йәһва гувачилири Кона Әһдигә ишинәмду?
Һә. Йәһва гувачилири «пүтүн Язмилар Худа тәрипидин роһландурулған вә... пайдилиқ» екәнлигигә ишиниду (Тимотийға 2-хәт 3:16). Бу Язмиларға адәттә Кона Әһдә (Тәврат, Зәбур вә Пәйғәмбәрләр) вә Йеңи Әһдә (Инҗил) дәп атилидиған китаплар кириду. Муқәддәс китапниң бу парчилирини Ибраний язмилар вә Грек язмилар дәп атаймиз. Шуниң арқилиқ биз Муқәддәс китапниң бәзи қисимлири конирап кәткән яки һаҗәтсиз дегән тәсират бериштин қачимиз.
Немишкә мәсиһийләр һәм Кона Әһдигә, һәм Йеңи Әһдигә муһтаҗ?
Йәһва Худа әлчи Паулни мәсиһийләргә мону сөзләрни йезишқа роһландурған: «Авал йезилғанларниң һәммиси... бизниң нәсиһәт қилинишимизға йезилған еди» (Римлиқларға 15:4). Шу сәвәптин, Ибраний язмиларда биз үчүн баһалиқ мәлуматлар йезилған. Бу Язмиларда тарихий мәлуматлар һәм пайдилиқ мәслиһәтләр бар.
Тарихий мәлуматлар. Ибраний Язмиларда адәмзатниң яритилиши вә гунакар болуп қалғанлиғи тоғрисида тәпсилий ейтилиду. Әгәр бу мәлуматлар болмиған болса, «Биз қандақ пәйда болған?» вә «Адәмләр немә үчүн өлиду?» дегәнгә охшаш соалларниң җаваплирини тапалматтуқ (Яритилиш 2:7, 17). Шундақла, Ибраний язмиларда биздәк хошал болған вә қийинчилиқларға дуч кәлгән адәмләр билән Йәһва Худа қандақ муамилә қилғанлиғи һәққидә йезилған (Яқуп 5:17).
Пайдилиқ мәслиһәтләр. Ибраний Язмиларниң бир қисми болған Пәнд-нәсиһәтләр һәм Вәз намлиқ китапларда һечқачан конирап кәтмәйдиған дана сөзләр йезилған. Бу китапларда бәхитлик аиләвий һаяттин һузурлиниш (Пәнд-нәсиһәтләр 15:17), ишқа тәңпуң көзқарашта болуш (Пәнд-нәсиһәтләр 10:4; Вәз 4:6) вә яшларниң һаятини қандақларчә техиму мәналиқ қилалайдиғанлиғиға тегишлик мәслиһәтләр бар (Вәз 11:9—12:1).
Униңдин башқа, биз Тәвраттики Мусаниң қанунини (Муқәддәс китапниң биринчи бәш китави) тәтқиқ қилиштин пайда алалаймиз. Гәрчә мәсиһийләр Мусаниң қануни бойичә яшимисиму, бу қанундики баһалиқ принциплар бәхитлик һаят кәчүрүшкә ярдәм бериду (Лавийлар 19:18; Қанун шәрһи 6:5—7).