Немишкә Йәһва гувачилири бурун хуш хәвәргә қизиқишни көрсәтмигәнләргә қайтидин келиду?
Йәһва гувачилири Худани һәм йеқинларни яхши көридиғанлиқтин, һәммә адәмләргә, шу җүмлидин бурун хуш хәвәргә қизиқишни көрсәтмигәнләргә, Муқәддәс китаптики хуш хәвәрни йәткүзүшкә бәк хошал (Мәтта 22:37—39). Худаға болған меһир-муһәббәт бизни Әйсаниң «асаслиқ гувалиқ» бериш буйруғиға бойсунушқа дәвәт қилиду (Әлчиләр 10:42; Йоһанниң 1-хети 5:3). Шуңа биз қедимда яшиған пәйғәмбәрләрдәк бу хәвәр билән адәмләргә пат-пат келимиз (Йәрәмия 25:4). Йеқинлиримизни яхши көргәнликтин, биз «Падишалиқ һәққидики мошу хуш хәвәрни» барлиқ адәмләргә, һәтта бурун қизиқишни көрсәтмигәнләргиму, йәткүзүшкә тиришимиз (Мәтта 24:14).
Бурун инкас қайтурмиған адәмләр бар җайларға йәнә кәлгәндә, сәмимий қизиқидиғанларни пат-пат учраштуримиз. Буниң үч сәвәви бар:
Адәмләр көчиду.
Өйдики башқа адәмләр хуш хәвәргә қизиқиши мүмкин.
Адәмләр өзгириду. Дуниядики вақиәләр яки шәхсий вәзийәтләрниң өзгириши бәзи адәмләрни «өзиниң роһий еһтияҗлирини чүшинишкә» вә хуш хәвәргә қизиқишқа үндәйду (Мәтта 5:3). Һәтта бизгә қарши чиқидиғанларниң жүригидә, әлчи Паулниңкидәк, өзгиришләр йүз бериши мүмкин (Тимотийға 1-хәт 1:13).
Амма, биз һечкимни хуш хәвәрни қобул қилишқа мәҗбурлимаймиз (Петрусниң 1-хети 3:15). Әксичә, һәрбир адәм ибадәткә тегишлик өзи шәхсий қарар қилиши керәк дәп һесаплаймиз (Қанун шәрһи 30:19, 20).