Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

«Йәр-зиминдин алдуқ һосулни, Худайимиз бәхтияр қилди бизни» (ЗӘБУР 67:6 [66:7, ҺЗ])

Яратқучиниң бәрикәтлиридин мәңгү бәһримән болуң!

Яратқучиниң бәрикәтлиридин мәңгү бәһримән болуң!

Яратқучимиз Ибраһим пәйғәмбәргә униң әвладидин бири арқилиқ йәр йүзидики һәммә хәлиқләрни бәрикәтләйдиғанлиғини вәдә қилған (Яритилиш 22:18). Ундақта, вәдә қилинған шу әвлат ким?

Худа тәхминән 2000 жил бурун Ибраһим пәйғәмбәрниң әвлади болған Әйса пәйғәмбәргә зор мөҗүзиләрни көрситиш күчини бәргән. Бу мөҗүзиләр Алланиң Ибраһимға бәргән шу вәдисиниң Әйса әләйһиссалам арқилиқ әмәлгә ашурулидиғанлиғини көрсәткән (Галатилиқларға 3:14).

Һәзрити Әйсаниң мөҗүзилири — адәмләрниң у дәл Худа таллиған әвлат екәнлигини ениқлишиға ярдәм бәргән вә Алланиң келәчәктә инсанийәтни қандақ бәрикәтләргә ериштүрмәкчи болғанлиғини көрсәткән. Һазир әшу мөҗүзиләр Әйсаниң бәзи есил пәзиләтлирини қандақ ашкарә қилғанлиғиға диққәт қилайли.

Рәһимдиллиқ. У ағриқларни сақайтқан.

Бир күни махав кесили болған киши һәзрити Әйсадин өзини сақайтишини өтүнгәндә, у: «Халаймән. Пак болғин»,— дәп униңға қолини тәккүзгән. Шу һаман у киши кесилидин сақийип кәткән (Марк 1:40—42).

Мәртлик. У қосиғи ачларни тойғузған.

Һәзрити Әйса адәмләрниң ач қелишини халимиған. У кам дегәндә икки қетим мөҗүзиләр арқилиқ, бирнәччә нан вә кичик белиқларниң санини көпәйтип, миңлиған кишиләрни тойғузған (Мәтта 14:17—21; 15:32—38). Кишиләр уларни йәп, қосиғи тоюп, һәтта ешип қалған еди.

Һисдашлиқ. У өлгәнләрни тирилдүргән.

Бир күни Әйса әләйһиссалам қайғу-һәсрәт чекиватқан тул аялға ич ағритип, униңдин хәвәр алидиған ялғуз оғлини тирилдүргән (Луқа 7:12—15).