Үмүт. Униңға қәйәрдин еришәләйсиз?
Үмүт. Униңға қәйәрдин еришәләйсиз?
ДЭНИЕЛ он яшта болуп, рак кесили билән бир жил күрәш қилған еди. Дохтурлар һәм йеқин кишлири үмүтлирини үзгән. Дэниел болса, қәтъий үмүтини үзмигән еди. У чоң болғанда, тәтқиқатчи болуп, күнләрниң биридә рак кесилиниң давасини тапидиғанлиғиға ишинәтти. Дэниел дәл өзи ағриватқан шу түрлүк рак кесилини давалайдиған мутәхәссисниң келишини тақәтсизлик билән күткән еди. Қеришқандәк шу күни һава райи бузулуп, дохтур келәлмәй қалди. Дэниелниң көңли интайин йерим болуп, униң роһи чүшүп кәтти. Ечинарлиғи, Дэниел бирнәччә күндин кейин өлүп кәтти.
Тән-саламәтликниң үмүт вә үмүтсизлик билән болған бағлинишини тәтқиқ қиливатқан мутәхәссис жуқурида тилға елинған вақиәни ейтип бәргән. Бәлким, сизму мошуниңға охшаш мисалларни аңлиғансиз. Мәсилән, өлүм еғизиға йеқинлишип қалған киши муһим бир вақиәниң йүз беришини яки йеқин кишисиниң бир тәбрикләшкә келишини интизарлиқ билән күтти. Униң күткини әмәлгә ашқандин кейин, у көп өтмәй вапат болди. Немә үчүн мундақ вақиә йүз бериду? Әсли бәзиләр ишәнгәндәк, үмүт растинла кишиләргә күч берәмду?
Барғансири көп тәтқиқатчилар шуни тәкитләйдуки, иҗабий көзқараш, үмүт вә башқа йеқимлиқ һис-туйғулар һәқиқәтән инсанниң һаяти вә тән-саламәтлигигә қаттиқ тәсир қилиду. Бирақ, һәммиси бу көзқарашқа қошулмайдикән. Бәзи тәтқиқатчилар бу пикирни қуруқ гәп дәп қарайду. Улар пәқәт җисманий амиллар җисманий кесәлликләргә сәвәп болиду дегән көзқарашни бәкирәк қоллап-қувәтләйду.
Әлвәттә, үмүтниң муһимлиғиға қарита гуманлар бар екәнлигидин һәйран қалмаймиз. Миң жиллар бурун, грек пәлсәпичиси Аристотелдин үмүткә қандақ чүшәнчә беридиғанлиғини сориғанда, у: «Үмүт — у ухлимай туруп көргән чүш»,— дәп җавап бәргән. Жиллар өтүп, америкилиқ дөләт әрбаби Бенджамин Франклин аччиқ күлүмсирәп, мундақ дегән: «Үмүт билән яшайдиған киши бир өмүр қосиғи тоймай өлүп кетиду».
Ундақта үмүт дегән зади немә? У адәмләрниң тәсәллигә еришиши үчүн сүрүватқан хам хиялиму? Яки үмүт һәрбир адәмниң тән-саламәтлиги вә бәхтигә растинла тәсир қилаламду?