Кириш сөз
Нека вә аилә қаршилиқларға дуч келиватқан мошу қийин заманда аилиниң бәхитлик болуши мүмкинму? Әлвәттә, бу бәхит өз-өзидин кәлмәйду. Шундақ болсиму, ярдәмсиз қалмидуқ. Гәрчә бу китапчини аиләвий һаятниң толуқ қолланмиси дәп аташқа болмисиму, униңда Муқәддәс китаптин елинған мәзмут принциплар қараштурулуп, әмәлий мәслиһәтләр берилиду. Әгәр уларға риайә қилсақ, улар аилимизниң бәхитлик болушиға ярдәм бериду.