Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

6-БӨЛҮМ

Пәрзәнт дунияға кәлгәндә

Пәрзәнт дунияға кәлгәндә

«Балилар — Пәрвәрдигардин болған мирастур» (Зәбур 127:3).

Пәрзәнтниң дунияға келиши көплигән әр-аялларға һәм хошаллиқ һәм ғәм-тәшвиш елип келиду. Әнди вақти билән күчиниң көп қисми бала беқишқа кетидиғанлиғи улар үчүн күтүлмигән әһвал болуши мүмкин. Уйқиға қанмаслиқ вә йеңи һис-туйғулар бәзидә өз ара мунасивәтлириңларниң кәскинлишип кетишигә сәвәпчи болуши мүмкин. Балиға ғәмхорлуқ қилиш үчүн вә өз ара зич мунасивәтлириңларни сақлап қелиш үчүн силәргә йеңи һаят тәрзигә маслишиш лазим. Мошу қийинчилиқларға бәрдашлиқ бериштә Муқәддәс китаптики мәслиһәтләр силәргә қандақ ярдәм берәләйду?

1. ӨЗГИРИШЛӘРГӘ ТОҒРА ҚАРАҢ

МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЕЙТИЛҒАН? «Меһир-муһәббәт узақ сәвирлик һәм меһривандур». Шундақла, меһир-муһәббәт «өз мәнпәәтини көзлимәйду, терикмәйду» (Коринтлиқларға 1-хәт 13:4, 5). Ана болғанлиқтин барлиқ ой-хияллириңизниң пәқәт балиңиздила болуши — һәҗәплинәрлик нәрсә әмәс. Лекин йолдишиңиз өзини унтулғандәк һис қилиши мүмкин. Ериңизму сизниң диққәт-етивариңизға муһтаҗ екәнлигини әстин чиқармаң. Сизниң сәвирчанлиғиңиз вә меһрибанлиғиңиз йолдишиңизға өзиниң қәдирлик екәнлигини һәм балиға ғәмхорлуқ қилишта зор үлүш қошуватқанлиғини һис қилишқа ярдәм бериду.

«Силәр, әрләр, буниңдин бу янму аяллириңларға алған тәлиматиңларға яриша муамилә қилиңлар» (Петрусниң 1-хети 3:7). Аялиңизниң күч-қувитиниң асасий қисми бала беқишқа кетиватқанлиғини етиварға елишиңиз керәк. Йеңи вәзипиләргә бола аялиңиз өзини дайим җиддийләшкән, мағдирсиз сезиду вә һәтта чүшкүнлүккә берилип кетиши мүмкин. Бәзи вақитларда аялиңиз сизгә хапа болиду, амма хатирҗәмликни сақлишиңиз лазим, чүнки «Асан аччиқ қилмайдиған, палвандин әвзәлдур» (Пәнд-нәсиһәтләр 16:32). Зерәклик көрситиң вә аялиңизға дайим яр-йөләк болуң (Пәнд-нәсиһәтләр 14:29).

ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР

  • Атилар: Аялиңизға бала беқишта ярдәм бериң, болупму кечилири. Башқа ишларға бөлүнидиған вақитни қисқартип, аялиңиз билән балиңизға көпирәк вақит бөлүшкә тиришиң.

  • Анилар: Йолдишиңиз бала беқишта ярдәмләшмәкчи болғанда, униң қолини қақмаң. Йолдишиңизниң иш-һәрикәтлиридин көңлиңиз су ичмисиму, уни җемилимәстин, қандақ дурус қилиш керәклигини меһриванлиқ билән көрситип бәрсиңиз болиду.

2. ӨЗ АРА МУНАСИВӘТЛИРИҢЛАРНИ МУСТӘҺКӘМЛӘҢЛАР

МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН? «Улар бир тән болиду» (Яритилиш 2:24). Гәрчә аиләңларға йеңи әза қошулсиму, әр-аял «бир тән» екәнлигиңларни унтумаңлар. Өз ара мунасивәтлириңларни мустәһкәмләш үчүн бар күчүңларни селиңлар.

Аяллар, йолдишиңларниң ярдимини вә қоллап-қувәтлишини қәдирләңлар. Силәрниң миннәтдарлиқ сөзлириңлар йолдишиңизниң дәрдигә дәрмандур (Пәнд-нәсиһәтләр 12:18). Әрләр, аялиңларни сөйүдиғанлиғиңларни вә қәдирләйдиғанлиғиңларни ейтиштин зерикмәңлар. Аилигә ғәмхорлуқ қиливатқанлиғи үчүн махташни унтумаң (Пәнд-нәсиһәтләр 31:10, 28).

«Һәрким өзиниң пайдисини әмәс, башқисиниң пайдисини издисун» (Коринтлиқларға 1-хәт 10:24). Һәрқачан өмүрлүк йолдишиңизниң пайда-мәнпәәтлирини көзләң. Аялиңиз билән муңдишишқа вә гәп-сөзлирини аңлашқа вақит тепиң. Җинсий мунасивәтләрдә пәқәт өз еһтияҗлириңизнила ойлимастин, бәлки җүптиңизниңму еһтияҗлирини диққәткә елиң. Бу тоғрилиқ Муқәддәс китапта: «Буниңда бир-бириңлардин баш тартмаңлар, бәлки пәқәт келишивелиңлар»,— дәп йезилған (Коринтлиқларға 1-хәт 7:3—5). Шуңлашқа бу мәсилини очуқ-йоруқ муһакимә қилиңлар. Бир-бириңларға сәвирчан вә тоғра көзқарашта болсаңлар, мунасивәтлириңлар мустәһкәмлиниду.

ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР

  • Өз ара муңдишиш үчүн вақит бөлүш муһим екәнлигини әстин чиқармаңлар.

  • Кичик соғилар, қисқа учурлар вә хуш қилидиған ушшақ-чүшшәк нәрсиләрни унтумаңлар: мундақ ишлар өмүрлүк йолдишиңизға униң сөйүмлүк екәнлигини әслитиду.

3. БАЛИНИ БАҚ, КӨҢЛИНИ ТАП

МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН? «Бовақ чеғиңдин Муқәддәс язмилар билән тонуш болғиниң сени Мәсиһ Әйсадики етиқат арқилиқ қутқузуш үчүн дана қилалайду» (Тимотийға 2-хәт 3:15). Балиңизни қандақ тәрбийиләп, тәлим беридиғанлиғиңизни ойлаштуруп қоюң. Бала туғулмай туруп әҗайип үгиниш қабилийитигә егә. У һәтта балаятқудики мәзгилидила авазларни пәриқ қилип, һис-туйғулириңизға риайә қилишқа үгиниду. Униңға һаятиниң дәсләпки күнлиридин башлапла үнлүк оқуң, һәтта у сиз оқуватқан сөзләрни чүшәнмисиму, чоңирақ болғанда, бу униңға оқушни яхши көрүшкә ярдәм бериду.

Балиға бовақ чеғидинла Худа тоғрисида тәлим бериш техи әтигән дәп ойлимаң. У сизниң Йәһваға дуа қиливатқанлиғиңизни аңлисун (Қанун шәрһи 11:19). Һәтта униң билән биллә ойнаватқанда, Худа яратқан мәвҗудатлар һәққидә сөзләп бериң (Зәбур 78:3, 4). Бала чоңайғансири сизниң Йәһваға болған меһир-муһәббитиңизни көрүп, өзиму Худани яхши көрүшкә үгиниду.

ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР

  • Балиңизни тәрбийиләш үчүн һаҗәт болған даналиқни сорап дуа қилиң.

  • Қайтилаш арқилиқ балини муһим сөзләр вә чүшәнчиләргә үгитиңлар. Шу чағда у бовақ чеғидин үгинишкә башлайду.