Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

9-БӨЛҮМ

Тәңри Йәһваға аилиңиз билән ибадәт қилиңң

Тәңри Йәһваға аилиңиз билән ибадәт қилиңң

«Асман, йәр... Яратқучисиға ибадәт қилиңлар» (Вәһий 14:7).

Мошу китапчида атап өтүлгинидәк, Муқәддәс китапта сизгә вә аилиңизгә ярдәм беридиған нурғун принциплар бар. Алла Йәһва сизниң бәхитлик болушиңизни халайду. Әгәр сиз Йәһва Худаға ибадәт қилишни һаятиңизда биринчи орунға қойсиңиз, У: «Барлиқ бу нәрсиләр силәргә берилиду»,— дәп вәдә қилиду (Мәтта 6:33). Худа сизниң Униң дости болушиңизни халайду. Яратқучимиз билән болған достлуғиңизни риваҗландурушқа ярдәм беридиған барлиқ мүмкинчиликләрдин пайдилиниң. Худаниң дости болуш — инсан үчүн бүйүк шан-шәрәптур (Мәтта 22:37, 38).

1. ЙӘҺВА БИЛӘН МУНАСИВИТИҢИЗНИ МУСТӘҺКӘМЛӘҢ

МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН: Йәһва: «Мән силәргә Ата болумән, силәр маңа оғул-қизлирим болисиләр»,— деди (Коринтлиқларға 2-хәт 6:18). Йәһва сизниң Униң йеқин дости болушиңизни халайду. Буниң бир йоли — дуа. Пәрвәрдигар Йәһва сизни «үзлүксиз дуа қилишқа» тәклип қилиду (Салоникилиқларға 1-хәт 5:17). Сиз Униңға өзүңизниң ғәм-тәшвишлириңизни вә қәлб сирлириңизни ейтсиңиз, У тиңшашқа тәйяр (Филипиликләргә 4:6). Аилиңиз билән дуа қилғанда, улар Худаниң сиз үчүн моҗут шәхс екәнлигини көриду.

Худаға қәлбиңиздикини ейтипла қоймай, Униңға қулақ селишиңиз зөрүр. Буни Униң Сөзини вә униңға асасланған әдәбиятларни тәтқиқ қилиш арқилиқ қилалайсиз (Зәбур 1:1, 2). Биливалғанлириңиз һәққидә мулаһизә қилиң (Зәбур 77:11, 12). Аллаға қулақ селиш шундақла етиқатдашлар җамаитигә турақлиқ қатнишишни өз ичигә алиду (Зәбур 122:1—4).

Йәһва Худа билән болған мунасивитиңизни мустәһкәмләшниң йәнә бир йоли — У һәққидә башқиларға ейтип бериш. Буни қанчә көп қилсиңиз, Униңға шунчә йеқинлишисиз (Мәтта 28:19, 20).

ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР

  • Муқәддәс китапни оқуш вә дуа қилиш үчүн вақит бөлүң.

  • Аилиңиздә биринчи орунда дәм елиш һәм оюн-тамашилар әмәс, бәлки роһий чарә-тәдбирләр болуши үчүн күч селиң.

2. АИЛӘВИЙ ИБАДӘТ ӨТКҮЗҮҢ

МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН? «Худаға йеқинлишиңлар һәм Уму силәргә йеқинлишиду» (Яқуп 4:8). Аиләвий ибадәтни* реҗиләп, түзүлгән җәдвәлгә риайә қилиңлар (Яритилиш 18:19). Бирақ аилиңиз билән Худаға ибадәт қилиш буниң биләнла чәкләнмәй, күндилик турмушиңизниң муһим бир қисми болуши керәк. Аилиңизниң Худа билән мунасивитини мустәһкәмләш үчүн, Муқәддәс китаптики: «Сән өйүңдә олтарсаң, йолда маңсаң, ятсаң, қопсаң, һәрвақит улар [Худаниң сөзлири] тоғрисида сөз қилип турғун» дегән мәслиһитигә қулақ селишиңиз керәк (Қанун шәрһи 6:6, 7). Сизниңму мәхситиңиз Худаниң қедимки хизмәтчиси Йәшуаниңкидәк болсун. У: «Мән болсам өз өйүмдикиләр билән қошулуп, Худаға ибадәт қилимән»,— дәп ейтқан (Йәшуа 24:15).

ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТ

  • Аилә әзалириниң һәммисиниң еһтияҗлирини нәзәргә елип, аиләвий ибадәтни турақлиқ өткүзүш программисини ойлаштуруң.