Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

3-БӨЛҮМ

Қийинчилиқларни һәл қилиш

Қийинчилиқларни һәл қилиш

«Бир-бириңларни қизғин сөйүңлар, чүнки меһир-муһәббәт көплигән гуналарни япиду» (Петрусниң 1-хети 4:8).

Турмуш қурғандин кейин йеңи қийинчилиқлар пәйда болиду. Улар ой-пикриңларниң, һис-туйғулириңларниң һәр түрлүк болуши вә һаятқа көзқаришиңларниң охшимайдиғанлиғи түпәйлидин пәйда болиду. Яки болмиса қийинчилиқлар күтүлмигән шараитлар вә ташқи амиллар түпәйлидин пәйда болуши мүмкин.

Дәрһәқиқәт, қийинчилиқларни һәл қилиш — көңүлгә йеқимлиқ иш әмәс, лекин Муқәддәс китап бизни шундақ қилишқа рәғбәтләндүриду (Мәтта 5:23, 24). Қийинчилиқларни һәл қилишта Муқәддәс китаптики принципларға риайә қилсиңиз, әң яхши қарарларни қобул қилалайсиз.

1. МУӘММАНИ МУҺАКИМӘ ҚИЛИҢЛАР

МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН? «Сөз қилиш вақти бар» (Вәз 3:1, 7). Мәсилини муһакимә қилишқа вақит бөлүң. Өмүрлүк йолдишиңизға муһакимә қилиниватқан мәсилигә қандақ қарайдиғанлиғиңизни вә немиләрни һис қиливатқиниңизни очуқ ейтип бериң. Униңға һәрдайим «һәқиқәтни сөзләң» (Әфәсликләргә 4:25). Һәтта ич-ичиңиздин қайнап кәтсиңизму, ғәзивиңизни бесишқа тиришиң. Мулайим җавап параңниң талаш-тартишқа айлинип кетишигә йол қоймайду (Пәнд-нәсиһәтләр 15:4; 26:20).

Һәтта бирәр мәсилидә келишәлмәй қалсаңларму, бир-бириңларға меһир-муһәббәт вә иззәт-һөрмәт көрситип хуш-муамилә параңлишиңлар (Колосилиқларға 4:6). Ағзиңларға су еливалғандәк жүрмәстин, келишмәсликләрни тезирақ һәл қилишқа тиришиңлар (Әфәсликләргә 4:26).

ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР

  • Муәммани муһакимә қилиш үчүн қолайлиқ вақит таллавелиңлар.

  • Өмүрлүк йолдишиңиз сөзлигәндә, сөзини бөлмәң. Сизгиму сөзләш новити келиду.

2. ДИҚҚӘТ ҚОЮП ТИҢШАҢЛАР

МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН? «Қериндашлиқ муһәббәттә бир-бириңларға силиқ-сипайә болуңлар. Бир-бириңларға биринчи болуп иззәт-еһтирам көрситиңлар» (Римлиқларға 12:10). Қандақ тиңшаватқиниңиз наһайити муһим. Өмүрлүк йолдишиңизниң ой-пикрини һисдашлиқ вә кәмтәрлик билән чүшинишкә тиришиң (Петрусниң 1-хети 3:8; Яқуп 1:19). Өзүңизни униң гәп-сөзлирини аңлаватқандәк көрситиш дурус болмайду. Мүмкинқәдәр, барлиқ ишлириңизни бир чәткә қоюп, өмүрлүк йолдишиңизниң немә дәватқанлиғиға диққәт қилиң яки болмиса мәсилини кейинирәк муһакимә қилишни әдәплик билән тәклип қилиң. Әгәр өмүрлүк йолдишиңизни дүшмән әмәс, бәлки дост дәп билсиңиз, «Роһиңда хапа болушқа алдирима» дегән принципқа риайә қилиш асан болиду (Вәз 7:9).

ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР

  • Җүптиңизниң гәп-сөзлири көңлиңизгә яқмисиму, уни зәң қоюп тиңшаң.

  • Сөзлириниң түп-маһийитигә чөкүшкә тиришиң. Има-ишарәтлиригә вә авазиниң аһаңиға диққәт қилиң.

3. ҚАРАРЛИРИҢЛАРҒА МУВАПИҚ ИШ ҚИЛИҢЛАР

МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН? «Һәммә меһнәттин пайда чиқар; бирақ қуруқ сөз адәмни муһтаҗлиқта қалдурар» (Пәнд-нәсиһәтләр 14:23). Муәммани қандақ йешишни келишивелиш йетәрлик әмәс. Қарарға мувапиқ иш-һәрикәт қилишиңлар зөрүр. Бу көп тәр төкүшни тәләп қилиши мүмкин. Амма һәрисигә чидиған һәсилини йәр (Пәнд-нәсиһәтләр 10:4). Әгәр силәр бир яқидин баш чиқирип иш-һәрикәт қилсаңлар, «әмгигиңлардин яхши инъам алисиләр» (Вәз 4:9).

ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР

  • Муәммани йешиш үчүн, һәрқайсиңлар қандақ әмәлий қәдәмләрни қилидиғанлиғиңларни келишивелиңлар.

  • Қол йәткүзгән утуқларни вақти-вақтида қараштуруңлар.