Үгәнгәнлириңиздин әмәлий пайдилиниң
Бирсидин ярдәм сораң: Сизгә бу китапчини бәргән киши Муқәддәс китап һәққидә билим елишиңизға ярдәм бериду яки jw.org торбетимизгә кирип, илтимасни толдуруң.
БИРИНЧИ БӨЛӘК
Һәрбир абзацни, муһим ой-пикирләрни тәкитләйдиған (1) қениқ боялған соаллар вә (2) айәтләрни оқуң. Бәзи «Оқуң» дәп көрситилгән айәтләргә диққәт қилиң.
ИККИНЧИ БӨЛӘК
(3) Давамида немиләрни қилиш «Чоңқурирақ қезиң» дегән җайниң астида чүшәндүрүлиду. (4) Мавзулар муһим ой-пикирләрни тонуштуриду. (5) Айәтләрни оқуң, соалларға җавап бериң вә видеоларни көрүң.
(6) Сүрәтләр астидики чүшәндүрүшләр һәққидә чоңқур ойлап көрүң. (7) «Бәзиләр мундақ дәйду» дегән җайдики соалға қандақ җавап бериш һәққидә ойлиниң.
ҮЧИНЧИ БӨЛӘК
(8) «Хуласә» вә «Тәкрарлаш» билән үгиниш тамамлиниду. Шу күнни йезип қоюң. (9) «Мәхсәт» сиз қилишиңиз керәк болған әмәлий ишларни өз ичигә алиду. (10) «Издинип көрүң» дегән җайда өзүңиз оқуш яки көрүшкә берилгән қошумчә мәлуматлар бар.
Язмилардин айәтләрни тепиш
Мәсилән, Вәһий 21:3 кәлтүрүлгән болса, Вәһий (1) китапниң намини, 21 дегән сан (2) бапни, 3 дегән сан (3) айәтни билдүриду. Бәзидә бирнәччә айәт кәлтүрүлүши мүмкин.