Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

9-СОАЛ

Эволюцияға ишинишим керәкму?

Эволюцияға ишинишим керәкму?

БУ НЕМИШКӘ МУҺИМ?

Эволюция илими раст болса, һаятниң мәнасиму, мәхситиму йоқ болатти. Әгәр һәммисини Худа яратқан болса, биз һаятимиз билән келәчигимизгә тегишлик муһим соалларға қанаәтләндүридиған җавап тапалаймиз.

СИЗ НЕМӘ ҚИЛАТТИҢИЗ?

Мону вәзийәтни тәсәввур қилиң: Алишерниң беши қетип қалди. У дайим Худаниң бар екәнлигигә вә һәммини у яратқиниға ишинип кәлгән. Лекин бир күни биология пәниниң муәллими эволюция нәзәрийисиниң һәқиқәт екәнлигини алимлар испатлиғанлиғини ейтқан. Алишер буниңға қарши пикир ейтип, әқилсиз көрүнгүси кәлмәйду. «Әгәр эволюция нәзәрийисини алимлар дәлиллисә, уларға қарши чиқидиған мән ким?!»— дәп ойлиниду.

Алишерниң орнида болсиңиз, эволюция нәзәрийиси дәрисликләрдә һәқиқәт дәп ейтилғанлиғи үчүнла униңға ишинәттиңизму?

ТОХТАП, ОЙЛИНИП КӨРҮҢ!

Худаға ишәнгәнләрму, эволюцияни яқлиғанларму көпинчә өзлири немигә ишинидиғанлирини ейтиду, бирақ униңға немә сәвәптин ишинидиғанлиғини билмәйду.

  • Бәзибирлири уларниң динида яритилишқа үгәткәнлиги үчүнла униңға ишиниду.

  • Башқилири мәктәптә шундақ үгәткәнликтинла эволюциягә ишиниду.

МУЛАҺИЗӘ ҚИЛИШ ҮЧҮН АЛТӘ СОАЛ

Муқәддәс китапта: «Һәрқандақ өйни бирси бәрпа қилғинидәк, һәммә нәрсини бәрпа қилған Худадур»,— дәп йезилған (Ибранийларға 3:4). Бу сөзләргә ишинишкә боламду?

Һаятниң Яратқучиси йоқ дәп ейтиш бу өйни қурған киши йоқ дәп ейтиш билән тәң

КӨПЧИЛИКНИҢ ОЙИ: Каинаттики һәммә нәрсә чоң партлашниң нәтиҗисидә пәйда болди.

1. Чоң партлашқа ким яки немә сәвәп болди?

2. Бу иккисиниң қайси әқилгә мувапиқ: һәммә нәрсә һечнәрсидин пәйда болғанлиғиму яки һәммисини кимду-бирси яратқанлиғиму?

КӨПЧИЛИКНИҢ ОЙИ: Адәмләр һайванлардин пәйда болди.

3. Адәмләр һайванлардин, мәсилән маймундин, келип чиққан болса, у чағда немә үчүн адәмләрниң вә маймунларниң ойлаш қабилийити арисида шунчилик чоң пәриқ бар?

4. Немишкә һаятниң әң «аддий» шәкиллири шунчилик мурәккәп?

КӨПЧИЛИКНИҢ ОЙИ: Эволюция — испатланған һәқиқәт.

5. Мошу сөзләрни ейтқан адәм буниңға өзи испат таптиму?

6. Барлиқ билимлик адәмләр эволюциягә ишинидиғанлиғи һәққидә аңлиғанлиғи үчүнла қанчилик адәм шуниңға ишиниду?

Сиз орманлиқниң ичи билән келиветип, әҗайип өйни көрдиңиз дәйли. Шу вақитта сиз: «Қандақ әҗайип өй! Дәрәқләр өз-өзидин жиқилип, шу җайда өй пәйда болуптидә!» дәп ойламсиз? Әлвәттә, яқ! Бу әқилгә сиғмайдиғу. Ундақта аләмдики барлиқ нәрсә өз-өзидин пәйда болди дегәнгә немишкә ишинишимиз керәк?» (Джулия).

«Бирси сизгә басмиханида партлаш болуп, сия тамға вә торусқа чачирап кетип, шуниңдин мону чоң луғәттики мәтин пәйда болди десә, униңға ишинәмсиз?» (Гвен).

ХУДАҒА НЕМӘ ҮЧҮН ИШИНИСИЗ?

Муқәддәс китап бизни «әқилни ишлитишкә» дәвәт қилиду (Римлиқларға 12:1). Бу дегинимиз, сизниң Худаға болған ишәнчиңиз пәқәт төвәндә кәлтүрүлгән нәрсиләргила асасланмаслиғи керәк:

  • ҺИС-ТУЙҒУ («Әйтәвир бир қудрәтлик күч барлиғини һис қилимән»)

  • БАШҚИЛАРНИҢ ТӘСИРИ («Мән Худаға ишинидиған адәмләрниң арисида туримән»)

  • БЕСИМ («Ата-анам шундақ тәрбийилиди. Мениң башқа амалим болмиди»)

Буниң орниға, Худаға ишиниш үчүн сиздә асаслиқ сәвәпләр болуши керәк.

«Муәллимимиз организмимизниң қандақ ишләйдиғанлиғини ейтип бәргәндә, Худаниң бар екәнлигигә һеч гуманланмаймән. Һәрбир әзамиз, һәтта әң кичиги болсиму, өзигә тегишлик хизмитини атқуриду, уларниң қандақ ишләватқанлиғини бизгә байқалмайду. Һә, инсан тени расттинла кишини һәйран қалдуриду!» (Тереза).

«Асман-пәләк имарәтни, сәяһәт кемисини яки машинини көргинимдә, ичимдин “Буни ким яратти?” дәп ойлинип қалимән. Мәсилән, машинини ясап чиқириш үчүн әқиллиқ адәм керәк, чүнки машининиң ишлиши үчүн көплигән кичиккинә деталларни тоғра жиғиш керәк. Әгәр машинини бири ясап чиқарса, демәк, адәмләрниму кимду-бирси яратқан» (Ричард).

«Илим-пәнни көп оқуғансири, эволюция нәзәрийисиниң асассиз екәнлигигә көзүм йәтти... Растини ейтсам, Яратқучиға қариғанда эволюциягә ишиниш қийинирақ» (Энтони).

ОЙЛИНИП КӨРҮҢ

Онлиған жиллар давамидики тәтқиқатларға қаримастин, алимларниң эволюция һәққидә талаш-тартишлири техи пүтәй демәйду. Әгәр алимлар бир ойға келәлмисә, ундақта эволюциягә ишәнгиниңиз тоғра болаттиму?