ӘҖАЙИП ЯРАТМИЛАР
Дельфинниң гидролокатори
Дельфинлар су астида үзиватқанда, қайси яққа йөнилишини вә әтрап-муһитта немә болуватқанлиғини билиш үчүн һәр түрлүк тавушларни чиқирип, кейин әкс садалирини тиңшайду. Кәң калпуклуқ деңиз дельфининиң (Tursiops truncatus) гидролокаториға, йәни аңлаш қабилийитигә, һәйран қалған алимлар су астида қоллинилидиған акустикилиқ системиларни ишләп чиқармақта. Шундақ қилип, улар һазирқи технологияләр һәл қилалмайдиған муәммаларни һәл қилишқа интилмәктә.
Ойлап көрүң. Дельфинлар өзлириниң аңлаш қабилийити арқилиқ деңиз тегидики қумда йошурунуватқан белиқни тапалайду һәм уни таш билән чаташтурмайду. Шотландияниң Эдинбург шәһиридики Хериот-Уатт университетиниң профессори Кит Браунниң ейтишичә, дельфинлар «10 метр арилиқтин тузсиз су, тузлуқ су, сироп вә нефть қуюлған қачиларниң арисидики пәриқни аҗриталайду». Алимлар бу мүмкинчиликләргә егә болған қурулмиларни ойлап чиқиришқа интилмәктә.
Тәтқиқатчилар дельфинлар чиқиридиған үнләрни вә аңлаш қабилийитини тәтқиқ қилип, уларниңкидәк мүмкинчиликлири бар бир қурулмини ишләп чиқарди. Бу мурәккәп электронлуқ қурулма узунлиғи бир метрдәк цилиндрға селинип, су астида үзидиған вә торпедаға охшайдиған аппаратқа орнитилди. Тәтқиқатчилар униң арқилиқ деңиз тегини тәтқиқ қилип, көрүнмәйдиған сим вә трубиларни тепип, уларни жирақтин тәкшүрүшни халайду. Улар бу қурулмини нефть вә газ саһасида кәң қоллинидиғанлиғини күтиду. Дельфинларниңкигә охшитилип ишләп чиқирилған гидролокаторниң ярдими билән һазирқи гидролокаторларға қариғанда нәқәдәр көп мәлумат жиғишқа болиду. Бу гидролокатор мутәхәссисләргә су астидики қурал-җабдуқларни әң яхши җайға орунлаштурушқа вә шу қурал-җабдуқларда пәйда болидиған һәрқандақ сунған җайларни, мәсилән нефть платформилардики адәм чечиниң қелинлиғидәк кәткән дәзни ениқлашқа вә һәтта трубопроводтики тосалғу болидиған нәрсиләрни тепишқа ярдәмлишиду.
Сиз қандақ ойлайсиз? Кәң калпуклуқ деңиз дельфининиң гидролокатори өз-өзидин пәйда болғанму яки уни дана Яратқучимиз яратқанму?