Мәзмунға өтүш

ӘҖАЙИП ЯРАТМИЛАР

Мевә чивининиң учуш қабилийити

Мевә чивининиң учуш қабилийити

 Чивинни өлтүрмәкчи болғанлар буниң қанчилик қийин екәнлигини билиду. Чақмақтәк чаққан һәрикәтлири түпәйли бу һашарәтләрни тутуш асан әмәс.

 Алимларниң ейтишичә, чивинларниң бир түри —мевә чивини яки дрозофила, қирғучи аэропланға охшаш өз һәрикәт нишанини өзгәртәләйду. У йөнилишини пәқәт секундниң бәш миңдин бир қисми ичидә өзгәртәләйду. Профессор Майкл Дикинсон: «Улар дунияға келиши биләнла маһирлиқ билән учалайду»,— дәп бөлүшти. У давамлаштуруп, мундақ дәйду: «Бу худди һазирла туғулған бовақ қирғучи аэропланға олтуруп, уни башқурушни аллиқачан билидиғанға охшаш».

 Тәтқиқатчилар чивинниң учуш һәрикәтлирини видеоға чүшәргәндә, уларниң һәр секунд 200 қетим қанат қақидиғанлиғини байқиди. Шундақ болсиму, өз йөнилишини өзгәртиш вә хәтәрдин қутулуш үчүн чивинға бирла қетим қанат қеқиш йетәрлик.

 Уларниң инкаси қанчилик тез? Тәтқиқатчиларниң ейтишичә, чивинниң хәвпни сезиш қабилийити шунчилик тезки, һәтта инсан кирпик қеқишидин 50 қетим тез. Профессор Майкл Дикинсон: «Бу чивинлар бәк қисқа вақитниң ичидә һәммини һесаплап үлгирәләйду. Улар хәтәрниң қәйәрдин келип чиқидиғанлиғини вә қәйәргә учуп кетиш керәклигини бирдин ениқлалайду»,— дәп ейтиду.

 Тәтқиқатчилар үчүн мевә чивини кичиккинә мейисиниң ярдими билән қандақ қилип шундақ һәрикәтләрни қилидиғанлиғи техичә сир болуп қалмақта.

Мевә чивини хәтәрдин қутулуш үчүн секундниң бәш миңдин бир қисми ичидә йөнилишини өзгәртәләйду

 Сиз қандақ ойлайсиз? Мевә чивининиң учуш қабилийити өз-өзидин пәйда болдиму яки уни дана Яратқучимиз яратқанму?