ӘҖАЙИП ЯРАТМИЛАР
Қулулә чишлириниң түзүлүши
Деңиз қулулиси дәп атилидиған конуссиман қапчуғи бар деңиз һайваниниң чишлири өзгичә қаттиқ. Улар инчик вә зич орунлашқан талалардин (жиплардин) ибарәт. Бу талалар болса, юмшақ ақсил асаси бар «гётит» дәп атилидиған қаттиқ минералдин ибарәт.
Ойлап көрүң. Деңиз қулулисиниң радуласи, йәни тилға охшайдиған әзаси, бирнәччә қатар әгир чишләр билән қапланған. Һәрбир чишниң узунлуғи бир миллиметрғиму йәтмәйду. Радула қирғуч сүпитидә қоллинилиду. Деңиз қулулиси озуқланғанда, су өсүмлүклирини қия ташларниң бетидин қириши үчүн униң һәрбир чиши интайин қаттиқ болуши лазим.
Тәтқиқатчилар деңиз қулулисиниң чишлири қанчилиқ қаттиқ екәнлигини ениқлаш үчүн интайин күчлүк бир микроскопни пайдиланди. Тәтқиқатларниң нәтиҗисидә алимлар деңиз қулулисиниң чишлири тәтқиқ қилинған биологиялик материалларниң арисида әң күчлүк материал екәнлигини ениқлиди. У һәтта өмчүкниң торидинму күчлүгирәк келиду. Баш тәтқиқатчи мундақ дәйду: «Деңиз қулулисиниң чишлириниң қандақ түзәлгәнлигигә қарап, бизму охшаш материални ойлап чиқиришни халаймиз».
Тәтқиқатчиларниң ойичә, деңиз қулулисиниң чишлириниң материалиниң ясалма нусхиси машина, кемә, аэропланларни ясашта вә һәтта чишларни давалашта қоллинилиши еһтимал.
Сиз қандақ ойлайсиз? Деңиз қулулисиниң чишлириниң түзүлүши өз-өзидин пәйда болғанму яки уни дана Яратқучи яратқанму?