Мәзмунға өтүш

Бу дунияда растинла Шәйтан барму?

Бу дунияда растинла Шәйтан барму?

Муқәддәс китаптики җавап

 Һә-ә, бу дунияда растинла Шәйтан бар. У роһий мәвҗудат яман шәхскә айлинип, Худаға қарши чиққан еди. Бүгүнки күндә у бу дунияни башқуриватиду (Йоһан 14:30; Әфәсликләргә 6:11, 12). Муқәддәс китапта Шәйтанниң исимлири вә тәсвирлири тилға елинип, униң кимлиги ашкарә қилиниду:

  •   Шәйтан дәп атилиши «дүшмән» дегән мәнани билдүриду (Аюп 1:6)

  •   Иблис дәп атилиши «төһмәтчи» дегән мәнани билдүриду (Вәһий 12:9).

  •   Илан дәп атилиши «алдамчи» дегән мәнани билдүриду (Коринтлиқларға 2-хәт 11:3).

  •   Аздурғучи (Мәтта 4:3).

  •   Ялғанчи (Йоһан 8:44).

Шәйтан яманлиқниң өзи әмәс, реал шәхс

 Бәзиләр Шәйтан Иблисни пәқәтла инсанниң ички бир яманлиғи дәп қарайду. Лекин Муқәддәс китапта Худаниң Шәйтан билән сөзләшкәнлиги йезилған. Худа мукәммәл болғач, У ичидики қандақту бир яманлиқ билән сөзләлмигән (Қанун шәрһи 32:4; Аюп 2:1—6). Униңдин башқа, Шәйтан гунадин хали болған Әйса пәйғәмбәрни езиқтурған (Мәтта 4:8—10; Йоһанниң 1-хети 3:5). Демәк, Муқәддәс китаптин көрүмизки, Шәйтан Иблис растинла бар вә у яманлиқниң тәсвири әмәс.

 Көпинчә адәмләрниң Шәйтанниң барлиғиға ишәнмәслигигә һәйран қелишимиз керәкму? Яқ, сәвәви Муқәддәс китапта Шәйтан өз мәхсәтлиригә йетиш үчүн ялғанчилиқтин пайдиланған дейилгән (Салоникилиқларға 2-хәт 2:9, 10). У пайдилинидиған әң яхши һийлә-микирлиридин бири — адәмләр униң барлиғиға ишәнмәслиги үчүн уларниң зеһинини қор қилиштур (Коринтлиқларға 2-хәт 4:4).

Иблис һәққидики натоғра пикир

Натоғра пикир. Шәйтан Худаға адәмләрни һөкүм қилишиға ярдәм бериду.

 Һәқиқәт. Иблис — Худаниң хизмәтчиси әмәс, әксичә Униң дүшмини. Шәйтан Иблис Худаға хизмәт қиливатқан кишиләргә қарши чиқип, уларни хата әйиплимәктә (Петрусниң 1-хети 5:8; Вәһий 12:10).