Немә үчүн яшаймиз?
Муқәддәс китаптики җавап
Инсанлар һаятниң мәнаси һәққидә һәрхил соалларни сорайду. Мәсилән: «Немә үчүн дунияға кәлдим?» яки «Һаятимниң мәхсити барму?» Муқәддәс китап һаятниң мәнаси — бу Худа билән достлуқ мунасивәтни орнитип риваҗландуруш дәйду. Муқәддәс китап ашкарә қилидиған бәзи асасий һәқиқәтләрни көрүп чиқиң:
Худа бизниң Яратқучимиздур. Муқәддәс китап: «Пәрвәрдигар һәқ Худадур; бизни яратқан Униң Өзидур, биз әмәс!» — дәйду (Зәбур 100:3 [99:3, КТ]; Вәһий 4:11).
Худаниң барчә яратмиларға, шу җүмлидин инсанларға мунасивәтлик ирадиси бар (Йәшая 45:18).
Тәңри бизни роһий еһтияҗлар билән яратқач, көңлүмиздә һаятниң мәхситини тепиш истиги бар (Мәтта 5:3). У бу еһтияҗларни қанаәтләндүрүшимизни халайду (Зәбур 145:16).
Худа билән болған достлуқни орнитип риваҗландуруш арқилиқ роһий еһтияҗлиримизни қанаәтләндүримиз. Гәрчә бәзиләр үчүн Худаниң дости болуш мүмкин әмәстәк туюлсиму, Муқәддәс китап бизни: «Худаға йеқинлишиңлар һәм Уму силәргә йеқинлишиду»,— дәп илһамландуриду (Яқуп 4:8; 2:23).
Яратқучиниң дости болуш үчүн Униң ирадисигә мас һаят кәчүрүшимиз керәк. Униң ирадиси һәққидә Вәз 12:13-айәт (ЙД) мундақ дәйду: «Худадин қорққин вә Униң буйруқлириға әмәл қил. Чүнки инсанниң барчә мәҗбурийити будур».
Келәчәктә Худа барчә азап-оқубәтләрни йоқ қилип, Өзигә ибадәт қилидиған достлириға мәңгүлүк һаятлиқни бәргәндә, бизгә болған ирадисини пүтүнләй әмәлгә ашуриду (Зәбур 37:10, 11).