Мәзмунға өтүш

ЯШЛАРНИҢ СОАЛЛИРИ

Йәһва гувачилириниң учришишлириға беришиниң қандақ пайдиси бар?

Йәһва гувачилириниң учришишлириға беришиниң қандақ пайдиси бар?

 Йәһва гувачилири Ибадәт өйи дәп атилидиған ибадәт җайлирида һәптисигә икки қетим учришиш өткүзиду. Бу учришишларда немә йүз бериду вә шу йәргә беришниң қандақ пайдиси бар?

 Ибадәт өйидә немә йүз бериду?

 Ибадәт өйи — Муқәддәс китаптин пайдилиқ тәлим беридиған җай. Шу йәрдә өтидиған җамаәт учришишлири сизгә:

  •   Худа тоғрисида һәқиқәтни билишкә;

  •   бүгүнки таңда болуватқан вақиәләрниң сәвәвини чүшинишкә;

  •   яхши адәм болушқа;

  •    һәқиқий достларни тепишқа ярдәм бериду.

 Сиз биләмсиз? Йәһва гувачилири жиғилидиған җайниң Ибадәт өйи дәп атилишиниң сәвәви — шу йәрдә асасән Худа Падишалиғи муһакимә қилиниду (Мәтта 6:9, 10; 24:14; Луқа 4:43).

 Шу йәргә беришниң қандақ пайдиси бар?

 Шу йәрдә билгәнлириңиз сизгә пайда әкелиду. Йәһва гувачилириниң учришишлирида муһакимә қилинидиған Муқәддәс китап мәслиһәтлири сизгә «даналиқни елишқа» ярдәм бериду (Пәнд-нәсиһәтләр 4:5). Демәк, Муқәддәс китапниң ярдими билән һаятиңизда тоғра қарарларни чиқиришни үгинәләләйсиз. Шундақла бу китаптин муһим соалларниң җававини тапалайсиз. Мәсилән:

 Дәм елиш күни өтидиған җамаәт учришишлирида һәр түрлүк мавзулардики нутуқлар ейтилиду. Мәсилән:

  •   Немишкә Муқәддәс китапниң рәһбәрлигигә риайә қилишимиз керәк?

  •   Бешимизға күн чүшкәндә ярдәмни қәйәрдин тапалаймиз?

  •   Худа Падишалиғи биз үчүн немиләрни қиливатиду?

 «Бир қетим мениң бир оғул синипдишим учришишқа кәлди. У мениң аиләм билән биллә олтарди. Биз униңға китаплиримизни ечип көрситип олтардуқ. Учришиштин кейин у адәмләрниң муһакимә вақтида ейтқан җаваплири униңға бәк яққанлиғини ейтти. Униң чиркосида бизниңкигә охшаш тәтқиқ қилишқа арналған мәлуматлар йоқлиғиниму ейтти» (Бренда).

 Сиз биләмсиз? Ибадәт өйигә кириш һәқсиз вә шу йәрдә һечким пул жиғмайду.

 Адәмләр билән арилишип, тәсәлли таписиз. Муқәддәс китапта ейтилғандәк, Худаға ибадәт қилидиғанлар билән җәм болуп турушниң бир сәвәви — «бир-бирини илһамландуруш» (Ибранийларға 10:24, 25). Шәхсийәтчилик кәң тарқалған дунияда Худани вә башқиларни өзидин жуқури санайдиған адәмләр билән арилишиш җанға тәскин бериду.

 «Еғир күндин кейин бәзидә роһум чүшүп, қаттиқ һерип қалимән. Бирақ Ибадәт өйидики адәмләр билән арилашқандин кейин, нәқәдәр йениклишип қалимән. Өйгә хошал кәйпиятта қайтип, келәрки күнни хурсәнлик вә тақәтсизлик билән күтимән» (Элиза).

 Сиз биләмсиз? Дуния йүзи бойичә Йәһва гувачилириниң 120 000дин ошуқ җамаити бар. Улар 60 000дин ошуқ Ибадәт өйидә җәм болиду. Җамаәткә келидиғанларниң сани өсүватқанлиқтин, һәр жили оттура һесап билән тәхминән 1500 Ибадәт өйи қурулиду *.

^ Җамаәтниң қәйәрдә өткүзилидиғанлиғини билиш үчүн «Йәһва гувачилириниң җамаәт учришишлири» дегән йәргә кириң. Шу йәрдә «Җамаәт учришиши өткүзүлидиған сизгә йеқин җайни тепивелиң» дегән йәргә бесиң.