Мәзмунға өтүш

ЯШЛАРНИҢ СОАЛЛИРИ

Һалсизлинип кетиштин қандақ сақлансам болиду?

Һалсизлинип кетиштин қандақ сақлансам болиду?

 Һалиңиздин кәткән пәйтлириңиз болғанму? Шундақ болса, бу мақалә сизгә ярдәм берәләйду.

 Бу немә үчүн йүз бериду?

  •   Көп иш билән бәнт болуш. 21 яшлиқ Джули мундақ дәйду: «Қәйәрдә болмисиңизму, яхширақ ишләш, яхши нәтиҗиләрни көрситиш, чоң мәхсәтләрни қоюш вә уларға қол йәткүзүш тәләп қилиниду. Мундақ бесим астида болуш асан әмәс».

  •   Электронлуқ қурулмилар. Биз смартфон, планшет һәм башқа электронлуқ қурулмиларни қоллинип, күн-түн демәй, дайим алақә қилип туримиз. Бу бизни қошумчә бесимға селип, һалсизлинип кетишимизниң сәвәви болуши еһтимал.

  •   Уйқиниң йетишмәслиги. 24-яшлиқ Миранда мундақ дәйду: «Яшлар оқуш, ишләш үчүн әтигән туриду, көңүл ечиш үчүн кәч ятиду. Нәтиҗидә улар қутулғусиз әһвалға чүшиду». Ахирида шундақ һаят кәчүргәнләр тамам һалсизлинип кетиду.

 Бу немишкә муһим?

 Муқәддәс китап ишчан болушқа дәвәт қилиду (Пәнд-нәсиһәтләр 6:6—8; Римлиқларға 12:11). Лекин бу иштин баш көтәрмәй, башқа һәммә нәрсигә, шу җүмлидин саламәтлигимизгиму зиян кәлтүрүп ишләшни билдүрмәйду.

 «Бир қетим, ишим чачтин тола болғанлиқтин, әтидин кәч киргичә һечнемә йемигәнлигимни байқимай қалдим. Әнди һәр қандақ ишқа келишип, саламәтлигимни қурбан қилиш натоғра екәнлигини чүшәндим» (Эшли).

 Муқәддәс китапта: «Тирик ишт өлгән ширдин әла»,— дәп йезилған (Вәз 9:4). Бойниңизға көп ишларни жүкләп, бешида «күчүм көпқу» дәп, алдинип қелишиңиз мүмкин. Лекин вақит өтүп, мағдирсизлинип, саламәтлигиңизгә зиян кәлтүрүшиңиз мүмкин.

 Сиз немә қилалайсиз?

  •   «Яқ» ейтиштин уялмаң. Муқәддәс китапта: «Даналиқ кичик пеилларға һәмра болар»,— дәп йезилған (Пәнд-нәсиһәтләр 11:2). Кичик пеил адәм мүмкинчиликлириниң чәклик екәнлигини билип, өзигә һәддидин ташқири көп ишларни алмайду.

     «“Яқ” дәп ейталмайдиған вә һәрқандақ тәклипни орунлашқа тиришидиған адәм һалсизлинип кетиду. Бу кичик пеиллиқниң йетишмәслигиниң бәлгүсидур. Әтиму-өгүнму мундақ адәм күч-мағдиридин қалиду» (Джордан).

  •   Йетәрлик дәриҗидә дәм елиң. Муқәддәс китапта мундақ йезилған: «Җапа чекип шамални қоғлап очумини тошқузимән дегәндин, чаңгилини тошқузуп хатирҗәмликтә болуш әладур» (Вәз 4:6). Уйқини «мийиниң озуғи» дәп атайду. Лекин көплигән өсмүрләр улар муһтаҗ болған вақит давамида, йәни һәр күни 8—10 саат ухлимайду.

     «Җәдвилим наһайити толуп кәткәндә, аз ухлашқа тоғра келәтти. Амма бәзидә көпирәк ухлаш кейинки күни нәтиҗилик ишләп,хошаллиқни сезишим үчүн йетәрлик екәнлигини байқидим» (Бруклин).

  •   Тәртиплик болуң. Муқәддәс китапта: «Әстайидил кишиләрниң ойлири уларни пәқәт баяшатлиққа йетәкләр»,— дәп йезилған (Пәнд-нәсиһәтләр 21:5). Вақтиңиз вә ишлириңизни дурус реҗиләштүрүшни үгәнсиңиз, өмүр давамида пайда көрисиз.

     «Яхши план түзсиңиз, стресстин нери болисиз. Җәдвилиңиз көз алдиңизда болғанда, керәклик өзгиришләрни қилиш асанирақ болиду. Шундақ иш тутсиңиз, һалиңиздин кәтмәйсиз» (Ванесса).